Математика "7 санини қошуш вә елиш" 1 синип
Мәхсити: 1. Оқуғучиларға 7 санини қошуш вә елиш тоғрисида чүшәнчә бериш
2. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әткүзүш.
Мустәқил ишләшни үгитиш
3. Пәнгә қизиқтуруш
Көрнәклик қураллар: сүрәтләр,севәт,сәвзә, карточка
Дәрисниң берилиши
І.Уюштуруш пәйти
ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрәш
Балилар өйгә қандақ тапшурма берилди
Дурус өйгә 4-мисални чиқиришқа берилгән
Дәптәрләрни парта арилап тәкшүрәп чиқищ вә уларниң жаваплирини селиштуруш
ІІІ. Дәрисниң мавзу, мәхсити билән тонуштуруш
ІV. –Балилар, бүгүн биз дәрисимизни күндики дәристин башқичә елип баримиз, йәни чөчәк дәриси өтүмиз.
Карточкида мисал йезиқ.
Кароточкидики һесапни чиқирип чөчәкниң намини оқуп чиқиш. «Чамғу», демәк биз мошу чөчәктә меһманда.
Чамғу чөчигини ейтиш.
Бовай чамғуни тартип чиқириш үчүн момайни чақириду.
Момай билән бовай чамғуни тартип чиқириш үчүн алди билән бизмону тапшурмиларни орунлайли.
Һәр бир оқуғучи берилгән мисаларни өз алдиға чиқириду.
Балилар силәр немә байқидиңлар мону берилгән мисалларниң һәммисиниң жавави нәччигә тәң екән?
Дурус 7гә
Демәк бизниң бүгүнки дәрисимизниң мавзуси 7 санини қошуш вә елиш.
Чамғуни татипту татипту чиқирамапту момай нәврисини чақирипту.
Нәвриси йетип кәлгичә биз мону тапшурмини орунлап көрәйли
Униң үчүн китаптики № 1 мисални ишләләйли.
Қошулғучларниң бири 7 болидиған қошунда түзүшимиз керәк. Қандақ санларни қошқанда 7 чиқидиу. 5+2, 4+3, 6+1 дурус, әнди елинғучиси 7 болидиған айримиларни түзәйли 7-5 ,7-4, 7-1 дурус балилар
Татипту татипу таталмиғандин кейин нәвриси күчүкни чақирипту.
Күчүкниң тапшурмисини орунлаштин бурун дәптәрлириңларни ечип бүгүнки күнни язимиз. Бүгүн биздә 23- февраль
Гөзәл хәт минуткисини өткүзүш үчүн 7 санини чирайлиқ қилип язимиз.
Алди билән кесиндиләрни өлчәйли униң үчүн линейкилириңларни елиңлар.(балилар кесиндиләрни өлчәйду)
Қизил,йешил,көк рәңдә берилгән кесиндиләрни өләчәп уларниң мәналирини тепиш.
Көк кесиндә -9 см, қизил кесиндә -7см, йешил кесиндә -3см. Мошу берилгән санлар бойичә мисал түзәйли. 9-7, 7-3.
Әнди балилар чөчәк қәһриманлири дәм алғичә дәм алғичә биз өз алдимизға № 3 мәсилә һесапни ишләп көрәйли.(оқуғучилар мәсилини оқуйду)
Кичик қошуқ -7
Бир оқуғучи тахтида язиду.
Күчүк мөшүкни чақириду
Мөшүк мундақ тапшурма берипту.Униң үчүн биз №5 һесапни тахтида ишләймиз
Тахтида һесап ишләш.
Бир аз дәм алалайли қени һәммимиз орнимиздин туруп сәргитиш вақтини өткүзәли
Белиқ үзди үзди үзди
Үзүп берип қирғаққа чиқти
Әнди һәммиңлар орунлириңларға олтуруңлар.
Балилар қени әнди мөшүк кимни чақириду
Дурус мөшүк чашқанни чақирипту, чашқан өзиниң тапшурмисини елип кәпту
№ 6 тепишмақни һәммимиз биллә орунлайли. (муәллим тепишмақни оқуп балилар билән чиқириду) Татипту татипут чамғуни чиқирвапту. Һошшәрә балилар силәрниң ярдимиңлар билән биз чамғуни чиқирвалдуқ ,силәр һесап ишләшни яхши билисиләр ,шуниң үчүн силәргә әсләтмигә мошу чөчәк қәһриманлириниң сүритини тапшурмақчимән.
Қени әнди бир аз оюн ойнайли
Оюн ким чапсан?
Униң үчүн мону мисалларни чиқирип дурус жавапларни тепиш керәк.
ІV. Өйгә тапшурма бериш
Әнди балилар күндүлүклириңларни ечип өйгә тапшурма йезиңлар
Өйдә 133-бәт №4 мисал
Бүгүн дәрискә яхши қатнашқан оқуғучиларни ейтип балиларниң билимини баһалаш
Дәрис нәтижиси
Будь-те первым, поделитесь мнением с остальными.