Уйғур тили «Тапқурлар, зерәкләр вә хушхой балилар» (КВН) 5 синип
Садир намидики оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбият пәни
муәллими Садырова АсияТудахуновна
Дәрисниң мәхсити: 1. Уйғур тилиниң «Фонетика», «Лексика», «Морфология» бөлүмлири бойичә өткән мавзуларни мустәһкәмләш вә алған билимини әмәлиятта пайдилишни билиш.
2.Логикилиқ
ойлашқа, өз пикрини әркин изһар қилишқа, дәрис жариянида учриған қийиинчилиқларни йеңишкә
үгитиш вә мустәқил ишләшкә адәтләндүрүш.
3.Оқуғучи билән муәллим, оқуғучилар билән оқуғучилар арисидики инақлиқ-достлуқни тәрәққий әткузүш вә дәриста өзини дурус тутушқа,
мәдәнийәтлик сөзләшкә, билимликкә,
уқумлуққа тәрбийләш.
Дәрисниң
түри: мустәһкәмләш.
Көрнәклик
куралар: карточкилар,
таблицилар.
ФОПД:
айрим сораш, топлук,
жуплук,умумий, синип.
ОМ: соал-жавап, издиниш.
Дәрисниң
бериши:
I.
Уюштуруш пәйти. 2 оқуғучи
дәрисни башлайду.
1- оқуғучи: Әссалам, әзиз достлар!
2-оқуғучи: Хуш қәдәм тәшрип қилиплисиләр.
1-оқуғучи: Диққәт
билән зеһнимизни жәмләйли
2-оқуғучи: Уйғур тили дәрисини башлайли.
II.Дәрисниң мәхситини
баянлаш.
Муәлимниң сөзи:Һөрмәтлик меһманлар, оқуғучилар бүгүнки
уйгур тили дәрисимизни «Тапқурлар», зерәкләр вә хушхой балилар» дегән нам билән
өткүзмәкчимиз. Дәристә «Фонетика», «Лексика», «Морфология» бөлүмлири бойичә
өткән мавзуларни пишиғдаймиз.
Дәрисни
жүргүзүш үчүн биз
икки топқа бөлүндүқ.
I-топ.
«Лалә гүлләр»
«Лалә гүлләр» командисиниң капитани – Анаятов Рамиль.
Топлар өзиниң эмблемилири
билән тонуштуриду.
Биз ечилған лалә
гулләр
Биз билән бәк рошен күнләр
Һөрмәт қилип уйғур тилини
Көтиримиз барниң
дилини.
«Ақ кәптәрни»
Чақиримиз биз мәйданға
Биләк күчи бирни йеңәр
Билим күчи миңни
йеңәр
Уйғур тилин һөрмәт қилип
Һәр бир сөзни тасқап, тилип
Билим, ичрә төкүп
тәрни
Синап көрүңлар бизни
II-топ. «Ақ кәптәр»
«Ақ кәптәр» командисиниң
капитани –Анваров Азиз.
Көк асманда пәрваз
әткән
Течлиқ куши «Ақ кәптәр» биз
Бизгә муһит меһри
йәткән
Достлуқ куши «Ақ кәптәр» биз
Уйғур тилин һөрмәт қилип
Қанат қеқип кәлдуқ
учуп
Устаз сөзин
дилға елип
Нур билимни
алдуқ қучуп
«Лалә гүлләр»
Мушаирә қилип
көрәйли
Ким савақни яхши
биләр
Синақ ичрә биз биләйли.
Адил
–қазиларни меһманлардин
сайлаймиз.Мәрһәммәт.
Икки
топ бирлишип :
«Лалә гүлләр»
«Ак кәптәр»
Адил қази адиллиқни сиздин күтәр,
Бу челишта
Чокум достлуқ йәңсиму
Тапқур, зерәк
Оғул-қизлар алға өтәр.
Командилар тәйяр
болсаңлар, мусабиқимизниң 1-турини
башлайли.
1-Тур
«Фонетика» бөлүмигә
беғиланған.
1.Карточкиларға
жавап бериш.
-Тилдики тавушлар
нәччигә бөлүниду?
-Уйғур тилида созуқ
тавушлар нәччә?
-Созуқ тавушлар дәп қандақ тавушларни атаймиз?
-Үзүк тавушлар нәччә?
-Үзүк тавушлар дәп қандақ
тавушларни атаймиз?
Будь-те первым, поделитесь мнением с остальными.