Конспект к открытому уроку математики "Очуқ дәрис"
Дәрис
мавзуси: Үч ханилиқ санға
көпәйтиш вә бөлүшни пишиқдаш үчүн һесапларни
ишләш.
Дәрис
мәхсити : 1. Оқуғучиларниң
өткән дәрисни қанчилик дәрижидә
өзләштүргәнлигинбайқаш. Ишләш йолини чүшәндүрүш.
2. Логикилиқ
ойлаш қабилийитини ашуруш. Оқуғучиларниң бойидики
айрим
хусусийәтләрни ечип олтуруп, алға интилдуруш.
3. Экологиялик
тәрбийә бериш. Қушларға ғәмхорлуқ
қилишқа,
тәбиәтни
сөйүшкә тәрбийәләш.
Дәрисниң түри : мустәһкәмләш
Қоллинидиған
көрнәкликләр: сүрәтләр, жәдвал, оқуш қураллири
Қоллинидиған
уссул: соал-жавап,чүшәндүрүш,топ билән иш.
Дәрисниң берилиши:
1.Уюштуруш қисми:
Балилар һазир
биздә қандақ дәрис?
-Дурус математика дәриси.
- Оқуғучиларниң математика дәрисигә болған тәйярлиғини
көрүш.
Дәрисниң мавзу мәхсити билән тонуштуруш.
4.Дәрисниң
мавзуси вә мәхсити билән тонуштуруш:
- Балилар бүгүнки дәрисимиз күндики дәрисимизгә охшимайду.
Бүгүнки дәрисимизниң мавзуси Үч ханилиқ санға көпәйтиш вә бөлүшни пишиқдаш үчүн
һесапларни ишләш. Бүгүнки дәристә
Қушларни күтүп алайли дегән мавзуда өтүмиз. Демәк, өтүлгән мавзу бойичә
билимимизни мустәһкәмләмиз.
Қушлар иссиқ яқлардин
бизниң тәрәпләргә келиватиду. Улар силәрниң қандақ оқуватиду, дәп байқап
келиватиду.
-Әнди, күндикидәк дәрисимизни еғизчә санаштин
башлаймиз(1-10санаш) санап болғандин кейин.
- Дәптириңларни ечип бүгүнки күнни язимиз
-Балилар китаптики №1 мисални дурус хатасиз чиқириш үчүн
мону тепишмаққа жавап бериш керәк.
Мән тепишмақни оқуймән силәр дурус жававини таписиләр.
Күнләр иссип, қар ерип
Су сайларға толған чағ,
Ейтип бәргин жан достум
Билсәң мошу қайси чағ? (Әтияз)
Дәптәргә мисалларни ишләш
Демәк қиш пәслидин кейин қайси пәсил келидекән?
-Әтияз пәсли
-Әтиязлиғи тәбиәттә қандақ өзгиришләр болиду?
Күнләр иссийду, дәрәқләр көкириду. Қушлар иссиқ жайлардин
учуп кәлгичә уларға нурғун тосалғулуқлар тәсир қилидекән. Қар, боран,
шувурғанлар. Һазирқушларға қандақ ярдәм беридиғанлиғимизни биливалайли. Мән
тепишмақ оқуймән силәр жававини таписиләр.
1.
Әсли қара, көзи
қара
Келәр баһар айлирида
У сайрайду, хуш сайрайду
Өзгиләрни һәм дорайду. /қариғожа/
2.
Шунчилик өз
һәддидин ашқини,
Тилға алмас өз намидин башқини /каккук/
3.
Шунчә қушлар ичидә
У әжәп бөләкчә
Бәлким үни назуктур
Сайриса гүл ичидә
Дильраба үни униң
Ашиғи қизил гүлниң
/булбул/
4.
Һә, дәп бизгә учуп
келәр!
Баһар айға салам берәр.
Дәрру лайдин өй салиду
Кона тонуш боп қалиду.
/қалиғач/
Мана балилар биз мошу қущларға ярдәм беримиз. Қушлар тосалғулардин чиқиш үчүн уларниң тапшурмилирини орунлаш керәк.
-Қени балилар
биринчи учуп келидиған қуш, бу қариғожа
Қариғожиға сөз берәйли: Учуп келип қариғожа
Бағларға болди ғожа
Шаққка қонуп сайриди
Учуп, ойнап яйриди.
-Қариғожиниң тапшурмиси карточкидики мисалларни дәптәргә дурус, хатасиз орунлаш
(Балилар тапшурмини өз алдиға орунлайду)
Тапшурмини дурус хаталиғини тәкшүрәш дурус жававини
балилар оқуйду.
Дурус балилар силәр тапшурмини дурус орунлидиңлар биз
қариғожиға ярдәм қилдуқ (қариғожиниң сүритини елип угиға селип қоюш)
ІІ. Балилар әнди биз ярдәм қилидиған қуш каккук.
Қонувелип
дәрәққә
Сайриғиним
сайриған
Өз етимни
тәкрарлап,
Яйриғиним
яйриған
№ 2 мисални тахтида орунлаймиз
7452/1
7452/3 7452/4
7452/6
7452/6 7452/7452
2176/32
14112/28 7872/123
Мана балилар биз тапшурмиларни дурус, хатасиз оринлидуқ.
Каккукниң сүритини елип өзиниң угисиға қадайду.
-Әнди балилар сәгәк минуткисини орунлайлуқ
Учти, учти, қушлар учти
Учуп берип йәргә қонди
Йәргә қонуп дан йеди, су ичти
Учуп берип дәрәққә қонди.
ІІІ. Балилар булбул бизгә қандақ тапшурма беридикени оқайли.
Булбул: Йетилгәндә қизил гүл,
Мончақ чечәк ғунчилап
Мән қараймән сәһәрдә
Ечилишни синчилап.
Кейинки тапшурма мәсилә һесапни вариантларға бөлүнүп ишләш
І-қатар
ІІ-қатар
Алминиң баһаси 90
тәңгә,
Алминиң баһаси 90 тәңгә,
бу яңиюниң баһасидин 3 һәссә қиммәт. Бу яңиюниң
баһасидин 60
Яңиюниң баһаси нәччә тәңгә?
тәңгә қиммәт. Яңиюниң
баһаси нәччә тәңгә?
Балиларниң тапшурмилирини тәкшүрәш.
Дурус балилар силәр тапшурмини дурус оунлидиңлар.
Булбулниң угисини орниға орунлаштуруш
ІV. Балилар
әндики новәтни қалиғачқа берәйли.
Қалиғичим,
қалиғач
Өткин бизгә
қариғач
Қәйәрләрдә
болдуң сән
Ейтип
бәргин сайриғач
Тапшурмини орунлайли.
Тәңлимиләрни өз алдиға орунлаш
Тапшурмиларни орунлап болғандин кейин, қалиғачни өз
угисиға орунлаштуриду.
Бу қушлар бизгә рәхмәт ейтти. Қушлар тоғрисида қандақ шеир
билисиләр?
Қушлар қайтип келиду,
Учуп
кәттсә жираққа.
Ойлимаңлар бузушни,
Угисини
бирақта
Қуш
угилирини бузмаңлар!
Йәкүнләш: Мана, балилар бүгүн биз әзиз достларни қарши
алдуқ. Қушлар бизниң достимиз. Қушларға ғәмхорлуқ қилиңлар. Уларни өлтәрмәңлар.
Угисини бузмаңлар,биз уларни қоғдаймиз уларниң бизгә пайдиси көп, қушлар
һашәрәт вә қурут- қоңғузлардин бағларни, көктатларни, дәл-дәрәқләрни сақлайду.
Балилар бүгүн силәр дәрискә яхши қатнишип олтардиңлар
8. Өйгә
тапшурма бериш:
Әнди күндилигиңларни елип өйгә тапшурма йезиңлар
Өйдә 197-бәт №9
9. Йәкүнләш:
Балиларниң билимини баһалаш
Дәрис түгиди дәм елиңлар.
Будь-те первым, поделитесь мнением с остальными.